қазақистанда «истанбул кечиси» паалийити өткүзүлди

қазқистанниң пайтәхти астанәдә өткүзүлгән «истанбул кечиси» паалийити һәмминиң диққитини тартти.

1026611
қазақистанда «истанбул кечиси» паалийити өткүзүлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: бир түрк меһмахана мудири вә қазиқистандики дипломатик хадимлар кулуби тәрипидин өткүзүлгән паалийәткә чәт әллик баш әлчиләр билән нурғун санда меһманлар қатнашти.

 «истанбул кечиси» паалийитидә, дөнәр (қақлап пүшүрүлидиған каваб), гөш нан, йапрақ мантиси қатарлиқ асаслиқ түрк йемәклиридин башқа йәнә, хам көктат вә татлиқ түрүмләрму сунулди. түрк нахша - музилири аңлитилди. 

паалийәтни орунлаштуруғучи тансәл тәрҗан бу паалийәтниң һәр айда икки қетим өткүзүливатқанлиқини билдүрүп, «истанбул кичиси паалийити бизмиң кимликимизгә айланғуси, өзгичә түркийә тамақлиридин тәшкил тапқан сүпәтлик хизмитимиз давамлишиду» деди.

тансәл тәрҗан қазақистан билән түркийәниң күлтүр җәһәттин толиму чоңқур гирәлишип кәткәнликини тәкитләп, «әмдиликтә түркийә ашханилириниң ләззәтлири вә таамлири дунйада маркилишишқа қарап илгирилимәктә. һәммила киши тәрипидин йейилип, йахши көрүлмәктә. тамақлиримиз кишиләрниң махтишиға еришмәктә. түрк йемәкликлири һәммила киши тәрипидин сөйилидиған тамақ түридур. шуңа мушу хил тамақ тонутуш паалийәтләрни өткүзүп турушни мунасип көрдоқ» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر