мусулманчә исим қойушниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәр түркийә мәтбуатида кәң орун алди

уйғур елидә бир қисим мусулманчә исимларниң қойулушиниң мәни қилинғанлиқи тоғрисидики хәвәр түркийәдики һәр қайси таратқуларда кәң орун алди.

720702
мусулманчә исим қойушниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәр түркийә мәтбуатида кәң орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: уйғур елидә мусулманчә исимларниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәр түркийәдики «һүррийәт», «поста», «қарар», «йеңи шәпәқ», «йәни акит», «миллий газәтә», «түркийә гезити», «стар», «ахшам»... дегәндәк һәр қайси гезитләрдә, радийо - телевизийә қаналлири вә медийа, елан оргини дегәндәк идарә – органларниң тор бәтлиридә кәң орун алди.

медийа, елан оргининиң бу һәқтики хәвиридә, хитай даирилириниң уйғур ели аһалисиниң пәрзәнтлиригә «муһәммәд, аишә, патимә, хәдичә, муҗаһид, җиһад, талип, имам, муслимә, сумәййә, нәсруллаһ, түркназ, түркизат, һаҗи, әрәпат, мәдинә, шәмсидин, сәйпулла, абдуләзиз, садам, бин ладин, әсәдуллаһ, мухлисә» қатарлиқ исимларни қойушини мәни қилғанлиқини йазди.

хәвәрдә, америка уйғур җәмийитиниң рәиси илшат һәсәнниң қарарға «әхмиқанә» дәп баһа берип, балиларға диний йаки етник исим қойушниң толиму нормал кишилик һоқуқ мәсилиси икәнликини әскәрткәнликини вә буниң хитайниң уйғурларға қаратқан ассимилйатсийә сийаситиниң намайәндиси икәнликини ейтқанлиқиға ишарәт қилинди.

түркийәниң алдинқи қатардики гезитлириниң бири болған «һүррийәт», «хитай мусулманчә исимларға чәклимә қойди» сәрләвһилик хәвиригә, хитай тәрипидин елан қилинғанлиқи илгири сүрүлгән уйғурчә–хитайчә йезилған чәкләнгән исимлар тизимликиниң сүритиниму қошуп елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر