хотән наһийәсидә 18 адәм мукапатланди, 14 адәмниң җавабкарлиқи тәкшүрүлди

хотән наһийәсиниң муқимлиқни қоғдаш хизмитидә ипадиси йахши болған бир түркүм кадир вә амминиң мукапатланғанлиқи؛ йәнә бир түркүм партийәлик кадирларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилғанлиқи билдүрүлди.

715526
хотән наһийәсидә 18 адәм мукапатланди, 14 адәмниң җавабкарлиқи тәкшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «шинҗаң гезити» ниң 16 – апрел санидики бир хәвәрдә көрситилишичә, муқимлиқни қоғдаш хизмитидики ипадиси гәвдилик болған 16 нәпәр хәлқ сақчиси билән әмәлий һәрикити арқилиқ иҗтимаий муқимлиқни қоғдиған 2 кишигә җәмий 1 милйон 90 йүән мукапат берилгән؛ йәнә муқимлиқни қоғдашта ипадиси йахши болмиған, вәзиписини толуқ орундимиған, истилда дуруст болмиған 14 нәпәр партийәлик кадирға партийәдин қоғлап чиқириш, хизмәттин һәйдәш, әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп бериш, вәзиписидин қалдуруш, дәриҗисини төвәнлитиш дегәндәк һәр хил җазалар берилгән.

әтраплиқ йезилған болушиға қаримай, хәвәрдә, мукапатланғучилар вә җавабкарлиқи сүрүштә қилинғанларниң исми, иш - излириға даир учурларға орун берилмиди.

хитай һөкүмити, уйғур аптоном районлуқ 12-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 2017-йил 3-айниң 29-күнидики 28- нөвәтлик йиғинида мақулланған 7 баб 50 маддидин тәркиб тапқан «аптоном райониниң әсәбийликни түгитиш низами» ни 1 – апрелдин етибарән иҗра қилишқа башлиғаниди.

хәвәрдә, мәзкур кишиләрниң «әсәбийликни түгитиш низами» даирисидә мукапатланған йаки җазаланғанлиқи әскәртилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر