«йавропада йашаватқан түркләр йавропа қитәсиниң келәчики»

җумһур рәис әрдоған йавропада йашаватқан түркләрниң йавропа қитәсиниң келәчики икәнликини ейтти.

694108
«йавропада йашаватқан түркләр йавропа қитәсиниң келәчики»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған әскишәһирдә қилған сөзидә, ғурбәтчи түркләргә хитаб қилип мундақ деди: «бу йәрдин йавропадики қериндашлиримға шундақ хитаб қилимәнки, пәрзәнтлириңларни техиму йахши мәһәллиләрдә йашитиңлар, әң йахши аптомобилларни ишлитиңлар, әң гүзәл өйләрдә олтуруңлар, үч әмәс, бәш пәрзәнтлик болуңлар, чүнки силәр йавропаниң келәчики һесаблинисиләр, силәргә рава көрүлүватқан наһәқчиликләргә берилидиған әң гүзәл җавабму шу болиду.»

йавропа иттипақи әдлийә мәһкимисиниң йағлиқ чегишни мәний қилиши тоғрилиқму тохталған әрдоған, «уларниң икки йүзлимичиликидин җақ тойуп кәттуқ. биздә диний әркинлик бар, етиқад әркинлики бар дәп җар селивататтиңларғу! йағлиқ чегишни мәний қилиш толиму әпсуслинарлиқ иш» деди.

голландийәниң түркийәлик министирларға тутқан ирқчил, фашистик вә йеңи натсистларчә тутқан позитсийәсиниму тәнқид қилған әрдоған, мундақ деди: «демократийәгә, етиқад әркинликигә, дөлитимизниң министириға, болупму айал министириға ишиклирини тақивалғанлар вә министиримизни бизниң земинимиз һесаблинидиған консулханимизға киришигә йол қоймиғанларға бизниңму ишиклиримиз тақақтур. мениң ташқи ишлар министиримға учуш чәклимиси қойғанларниң көңлигә кәлмисун, буниңдин кейин бизму уларға учуш чәклимиси қойимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر