«терроризмға қарши күрәш мәсилисидә содилишишқа болмайду»

баш министир бинали йилдирим терроризмға қарши күрәш мәсилисидә содилишишқа болмайдиғанлиқини ейтти.

517936
«терроризмға қарши күрәш мәсилисидә содилишишқа болмайду»

түркийә авази радийоси хәвири: йилдирим адаләт вә тәрәққийат партийәси мәркизидә мәркизи қарар чиқириш вә иҗраийә һәйити әзалири билән иптар зийапитида бир йәргә җәм болғанда қилған сөзидә, 64 – һөкүмәт вәзипә өтигән мәзгилдә йавропа иттипақи билән көчмәнләрни қайта қобул қилиш келишими вә түркийә пуқралириниң йавропа дөләтлиридә визисиз сайаһәт қилиши пиланиниң өктәбирдин ийун ейиға кечиктүрүлүши һәмдә көчмәнләр сәвәбидин түркийә өз үстигә алған малийә чиқимни йениклитишни өз ичигә алған келишимни хатириләтти, түркийәниң бирлик вә баравәрлики, земин пүтүнлүкидинму муһим нәрсә йоқлуқини тәкитләп мундақ деди: «һәрқандақ бир келишим, һәрқандақ бир имканийәт вә йавропаниң пуқралиримизға визисиз сайаһәт қилиш имканийити йаритип бериши қатарлиқлар бизниң терроризмға қарши күрәш ирадимизни қилчә тәвритәлмәйду, бу мәсилиләрдә содилишишқиму болмайду. йавропалиқ достлиримиз әмди көзини йоған ечип, һәқиқәтни көрүши керәк. улар йа түркийәгә қулақ селиш йолини таллиши, йаки түркийәниң бирлик вә баравәрлики, мәвҗудийитигә қарши террорлуқ паалийәтлирини елип бериватқан террорлуқ тәшкилати унсурлириниң иғвагәрликигә алдиниш йолини таллиши керәк. бағриға бесиватқан террорлуқ тәшкилати уларниму пәришан қилиду. әтә - өгүн вақит өтүп кетиши мумкин. силәрниң зиддийәтлик позитсийәңлар вә сийасәтлириңлар әтә – өгүн бихәтәрлик мәсилиси сүпитидә алдиңларға чиқиши мумкин, шу вақиттиму түркийә йәнә силәрни қоллайду.»

баш министир йилдирим әнглийә хәлқиниң йавропа иттипақидин чекиниш қарари тоғрулуқ тохталғанда мундақ деди: «кемирин сайлам күриши җәрйанида түркийәни козер қиливалған вә ‹түркийә аридин йәнә 3 миң йил өтсиму йавропа иттипақиға кирәлмәйду› дегәниди. униң бу сөзлири пүткүл түркийә хәлқини қаттиқ азаблиғаниди. әмма инглиз сайлиғучилар униң сөзлирини қилчә етибарға алмай, дәл әксичә қарар бәрди.»

реферандумниң нишани болған йавропа иттипақиниң әнглийә хәлқиниң қараридин обдан савақ елиши лазимлиқини әскәрткән йилдирим мундақ деди: «йавропа иттипақи йеқиндин буйан һәммини бағриға бесиш вә кәң даирилик сийасәт йүргүзүшниң орниға, әтрапиға сепилларни соқуп, чегралирини тарайтиш йолини таллиди. районда йүз бериватқан мусапирлар тирагедийәси һәммигә айан. районда милйонларчә мусапирларни бағриға бесиватқан бирдин - бир дөләт түркийәдур. толиму әпсуски, йавропалиқлар бу мәсилидиму синақтин өтәлмиди, чүнки улар бу мәсилигә кәлгәндә қаттиқ бипәрвалиқ қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر