тарихтики бүгүн:04-декабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1539506
тарихтики бүгүн:04-декабир

йил 656, 4-декабир...

ислам дөлитидә тунҗи қетим ички уруш йүз бәрди. һәзрити әли һәзрити османниң қатиллирини оттуриға чиқармиди дегәнләр, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң айали һәзрити айшәни йениға елип өктичилик қилишқа башлиди. тәнқидләр қисқа вақит ичидә қораллиқ тоқунушқа айланди вә икки тәрәп бәсрә әтрапида уруш қилди. бу уруш тарихта «җәмәл вәқәси» дәп аталди. урушта, һәзрити әли тәрәп ғәлибә қилди.

1858-йили 4-декабир әнглийәликләр һиндистан түрк императорлуқиниң һөкүмдари 2-бабур шаһни тәхттин чүшүрүп, ғәзнәлик мәһмуттин бери 9 әсир һиндистанда һөкүмранлиқ қилған түрк һакимийитини ахирлаштурди. бабур шаһ бирманйаға сүргүн қилинди.

1943-йили 4-декабир америка пирезиденти рузилвет вә әнглийә баш вәзири чирчил, түркийәниң германийәгә қарши уруш сепигә қатнишиши үчүн қаһирәдә җумһур рәис исмәт инөнү билән көрүшти. исмәт инөнү үч күн давамлашқан көрүшүш нәтиҗисидә, америка билән әнглийәниң түркийәниң урушқа қатнишиш тәлипини рәт қилди. түркийә уруш ахирлишишқа наһайити аз қалғанда, германийә билән йапонийәгә қарши уруш елан қилип, б д т ниң қурғучи әзалири қатариға кирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر