тарихтики бүгүн: 13.08.2020

бүгүн 2020 – йили 13 – авғуст - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1472068
тарихтики бүгүн: 13.08.2020

■ 1956 – йили 13 – авғустта илмий тәсәввур әдәбийатиниң дунйаға даңлиқ икки башламчисидин бири болған вә «заман машиниси», «дунйалар уруши» қатарлиқ мәшһур әсәрләрниң йазғучиси ингилиз  журналист вә тарихчи һерберт җорҗ велс вапат болди.

 

■ 1961 – йили 13 – авғустта соғуқ урушниң символи һесаблинидиған вә берлин шәһирини иккигә айривәткән «берлин теми» қурулуши башланди. 46 километир узунлуқтики «берлин теми», шәһәрниң шәрқий қисми билән ғәрбий қисмини уда 30 йил бойичә физикилиқ җәһәттин иккигә айривәтти.

 

 

■ 1987 – йили 13 – авғустта америка қошма иштатлири пирезиденти роналд реган иран – контра сәнчиликидики мәсулийитини қобул қилди. америка қошма иштатлириниң иранға қанунсиз йоллар билән қорал - йарағ сетиш арқилиқ киргүзгән киримләрни никарагуадики сотсийалист һөкүмәтни ағдуруп ташлимақчи болған анти – коммунист контра гуруппиларға бәргәнлики паш болуп қалғандин кейин оттуриға чиққаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر