тарихтики бүгүн: 9– март

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1374584
тарихтики бүгүн: 9– март
  • йил 1956, 9– март...
  • қибрис рум җәмийитиниң рәһбири башпископос макарийос (Başpiskopos Makarios) әнглийә һөкүмити тәрипидин сәйшәл араллириға сүргүн қилинди. румлар макарийосниң чеградин қоғлап чиқирилишидин кейин, қибриста әнглийәгә қарши исйан һәрикитини башлиди.
  • 1983-йили 9– март түркийәниң белградтики баш әлчиси галип балкар әрмән террорлуқ тәшкилати асала (ASALA) ниң икки әзаси тәрипидин шеһит қилинди.
  • 2003-йили 9– март сийасий чәклимә түпәйлидин сайламға қатнишалмиған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң башлиқи рәҗәп таййип әрдоған сииртта өткүзүлгән қайтиланма сайламда парламент әзалиқиға сайланди.
  • 2014-йили 9– март дунйада узунлуқида бәшинчи орунда туридиған түркийәдики әң узун суғириш тонели-шанлиурфа суруч тонели мурасим билән ишқа кириштүрүлди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر