тарихтики бүгүн: 28– феврал

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1368351
тарихтики бүгүн: 28– феврал
  • йил 1953, 28– феврал...
  • түркийә, гиретсийә вә йугославийә оттурисида балқан келишими имзаланди. келишим арқилиқ һәрбий һәмкарлиқни мәқсәт қилған үч дөләт, сабиқ советләр иттипақиниң балқан райони үстидики бесимини йиниклитишни мәқсәт қилатти.
  • 1986-йили 28– феврал пайтәхт стокһолмда айали вә оғли билән кино көргили барған шиветсийә баш министири олаф палме қораллиқ һуҗумға учрап җенидин айрилди. бу суйиқәстни һазирғичә ениқлийалмиди вә қатилларму тепилмиди.
  • 1991-йили 28– феврал америка 1-парс қолтуқи урушида қуруқлуқ һәрикитини башлиши билән, ирақ иттипақдаш дөләтләр билән уруш тохтитиш келишими имзалиди. келишимниң имзалиниши билән, ирақниң алтә ай 25 күн давамлашқан кувәйт ишғали ахирлашти.
  • 1997-йили 28– феврал түркийәдә миллий хәвпсизлик кеңишиниң тоққуз саәт давамлашқан йиғинидин кейин, «28-феврал мусаписи» дәп аталған 18 маддилиқ қарар елан қилинди.
  • 2015-йили 28– феврал «мәмәт авақ» вә «төмүр йәр, мис асман» қатарлиқ классик әсәрләрниң аптори йашар камал 92 йешида вапат болди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر