тарихтики бүгүн: 30 – йанвар

бүгүн 2020 – йили 30 – йанвар - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1350034
тарихтики бүгүн: 30 – йанвар

■ 1933 – йили  30 – йанварда германийәдә пирезидент һинденбург натсист партийәси башлиқи адолф һитлер (гитлер) ни 12 әзадин тәшкил тапқан бирләшмә һөкүмәткә баш министир қилип тәйинлиди.

 

■ 1943 – йили  30 – йанварда әнглийә баш вәзири чурчил казабланка йиғинидин кейин җумһур рәис исмәт инөнү билән көрүшүш үчүн түркийәгә кәлди. аданада өткүзүлгән учришишта чурчил, инөнүдин балқан районида натситларға қарши иккинчи бир фиронт ечиш үчүн түркийәниңму урушқа қатнишишини тәләп қилди. исмәт инөнү бу тәләпни түркийә армийәсиниң техи уруш қилишқа тәййар әмәсликини ейтип рәт қилди.

 

 

 

■ 1948 – йили  30 – йанварда һиндистанниң қурғучи лидери маһатма ганди йеңи деһлида суйиқәсткә учрап һайатидин айрилди. суйиқәстчи натурам годсе һинди дининиң ашқун муритлириниң бири иди.

 

 

 

■ 1972 – йили  30 – йанварда әнглийә әскәрлири шималий ерландийәниң деррй шәһиригә қарашлиқ богсайд районида намайиш қилған қоралсиз кишиләрни оққа тутти. тарих сәһипилиридин «қанлиқ йәкшәнбә» дәп нам алған мәзкур вәқәдә 14 адәм җенидин айрилди. қоралсиз пуқраларниң өлтүрүлүши шималий ерландийәниң мустәқиллиқини тәләп қиливатқан «ира»ниң қораллиқ вә бомбилиқ һуҗумлириниң әвҗигә чиқишини кәлтүрүп чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر