тарихтики бүгүн: 23 – йанвар

бүгүн 2020 – йили 23 – йанвар - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1345894
тарихтики бүгүн: 23 – йанвар

1556 – йили  23 – йанварда «әң көп адәм һайатидин айрилған йәр тәврәш» сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алған «шәнси йәр тәврәш вәқәси» хитайниң ғәрбий шималида йүз бәрди. шу қетимқи 8 бал йәр тәврәштә 830 миң әтрапида адәм җенидин айрилди.

 

 

■ 1973 – йили  23 – йанварда америка қошма иштатлири билән шималий вийетнам әскәрлири арисида 10 йил бурун башланған «вийетнам уруши» парижда имзаланған уруш тохтитиш келишими билән ахирлашти؛ бирақ, бу уруш тохтитиш узун давамлашмиди. 1973 – йили март ейида америкиниң әң ахирқи әскири вийетнамдин айрилғандин кейин, 2 йил бойичә коммунист вийеткоң әскәрлири билән америкиниң һимайисидики җәнубий вийетнам әскәрлири арисидики тоқунушлар давамлашти. 1975 – йили 30 – апрелда шималий вийетнам қисимлириниң җәнубий вийетнамниң пайтәхти сайгонни қолға киргүзүши билән «вийетнам уруши» тәлтүкүс ахирлашқан болди.

 

 

■ 1989 – йили  23 – йанварда рәсим сәнитиниң даңлиқ әрбаби, испанийәлик рәссам салвадор дали 85 йешида аләмдин өтти. у, пикассо билән бирликтә рәсимдә «сурреализм» дәп тонулған еқимниң әң гәвдилик кишилири иди.

 

 

■ 2008 – йили  23 – йанварда гиретсийә баш министири костас караманлис түркийәдә тарихий зийарәттә болди. караманлис аридин 49 йил өткәндин кейин түркийәдә зийарәттә болған тунҗи гиретсийә баш министири болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر