тарихтики бүгүн: 20– йанвар

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1344075
тарихтики бүгүн: 20– йанвар
  • йил 1920, 20– йанвар...
  • түркийә җумһурийитиниң тунҗи асасий қануни «тәшкилати әсасийә» түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) тәрипидин қобул қилинди. 24 маддилиқ асасий қанунда «күчләр бирлики» пиринсипи асас қилинди.
  • 1981-йили 20– йанвар иран билән америка оттурисидики гөрүгә еливелиш вәқәси ахирлашти. теһран һөкүмити 444 күндин буйан гөрүдә туруватқан 52 америкалиқни қойуп бәргәнликини елан қилди.
  • 1990-йили 20– йанвар әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида чиққан йирикчилик сәвәбидин районда җиддий һаләт елан қилған сабиқ советләр иттипақи, қизил армийәни бакуға киргүзди. тарихта «йанвар қәтлиами» дәп аталған ишғал җәрйанида, йүздин артуқ әзәрбәйҗан түрки җенидин айрилди. 800 дин артуқ әзәрбәйҗан түрки йариланди.
  • 2018-йили 20– йанвар түркийә армийәси түркийә-сүрийә чеграсида күнсери күчәйгән муқимсизлиқ вә террорлуқ тәһдити сәвәбидин сүрийәниң африн районида «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитини башлиди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر