тарихтики бүгүн: 6– йанвар

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизһузуруңларда...

1335343
тарихтики бүгүн: 6– йанвар
  • йил 1838, 6– йанвар...
  • учур-алақидә йеңи дәвр башлиған «морс елипбәси» самуел морс (Samuel Morse) тәрипидин елан қилинди. рәссам болған самуел морс електир магенитлиқ тунҗи телеграммини тәрәққий қилдурди.
  • 1921-йили 6– йанвар анадолуни истилаһ қилған гиретсийә армийәси түркийә бүйүк мәҗлиси (парламенти) һөкүмитини тиз чөктүрүш үчүн һәрикәткә өтти. гиретсийә қошунлириниң әскишәһир вә афйоннниң шәрқигә һуҗум қилиши билән, тарихта «1-инөнү җеңи» дейилидиған уруш башланди. гиретсийә қошунлири икки күндин кейин биләҗикни қолға чүшүрди.
  • 1984-йили 6– йанвар туниста «нан исйани» йүз бәрди. тунис хәлқи нан баһасиниң %125 өрлишигә қарши намайиш қилди. хәвпсизлик қисимлириниң қаттиқ бастуруши нәтиҗисидә тоқунушқа айланған вәқәләрдә 75 киши җенидин айрилди. миңдин артуқ намайишчи тутулди. туниста җиддий һаләт елан қилинди.
  • 2016-йили 6– йанвар шималий корейә һакимийити биринчи қетим һидроген бомба синақ қилди вә мувәппәқийәтлик болғанлиқини җакарлиди. хәлқаралиқ җәмийәт қаттиқ наразилиқ билдүрди. америка һөкүмити бомба синақ қилинғанлиқиға мунасивәтлик испат тепилмиғанлиқини елан қилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر