тарихтики бүгүн: 26– нойабир

бүгүн 2019 – йили 26 – нойабир - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1312697
тарихтики бүгүн: 26– нойабир

■ 1812 – йили  26 – нойабирда  бонапартниң русийә йүрүши мәғлубийәт билән ахирлашти. москваға йеқин җайғичә илгириләп кәлгән напалион бонапарт қоманданлиқидики фирансийә қошуни еғир мәғлубийәткә учрап, русийәдин чекинишкә башлиди.

■ 1942 – йили  26 – нойабирда германийә қисимлири билән сталинградта уда бир қанчә күн елишқан совет әскәрлири һуҗумға өтти. сталинград уруши германийәниң иккинчи дунйа урушидики һәрбий үстүнлүкигә хатимә бәрди.

■ 1943 – йили  26 – нойабирда түркийәниң амасйа, чорум, самсун, токат, орду вә кастамону районлириға тәсир көрсәткән, мәркизий нуқситиси тосйа вә ладик болған 7.2 бал йәр тәврәштә 4 миңдин артуқ адәм җенидин айрилди. йәр тәврәштә 25 миң бина талапәткә учриди.

■ 1962 – йили  26 – нойабирда америка қошма иштатлири даирилири, «куба башқурулидиған бомба киризиси» әснасида совет иттипақиға бәргән вәдисигә асасән, түркийәдики йупитер намлиқ башқурулидиған бомбилирини чувушни қарар қилди.

■ 1993 – йили  26 – нойабирда германийә түркийәниң дипломатик тиришчанлиқлири нәтиҗисидә п к к ни террорлуқ тәшкилати дәп елан қилди. террорлуқ тәшкилатиниң германийәдики барлиқ йандаш органлирини тақивәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر