тарихтики бүгүн: 25 – нойабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1311839
тарихтики бүгүн: 25 – нойабир
  • йил 1072, 25-нойабир...
  • бүйүк сәлчуқлар һөкүмдари султан алпарслан сәмәрқәнд сәпири җәрйанида қолға чүшүргән бәрзәм қәләсиниң қомандани тәрипидин пичақлинип өлтүрүлди.
  • 1893-йили 25-нойабир копенһаген универстетиниң оқутқучиси вилһелм лудвиг томсен(WilhelmLudwigThomsen) түркләрниң тарихини йорутуп беридиған орхун таш абидилиридики текистләрни оқуди.
  • 1899-йили 25-нойабир османли дөлити назирлар һәйити анадолу-бағдад төмүр йоли келишимини тәстиқлиди. германийә мәбләғ салған анадолу төмүр йоли ширкити сәккиз йил ичидә конйадин бағдадқа вә у йәрдин бәсрәгә тутишидиған төмүр йолни йасаш вәзиписини үстигә алди.
  • 1936-йили 25-нойабир германийә билән йапонийә сабиқ советләр иттипақиниң кеңийишиниң алдини елиш үчүн келишим имзалиди.
  • 1943-йили 25-нойабир америка пирезиденти розелвелт (Roosevelt) әнглийә баш вәзири черчил (Churchill) вә хитай гоминдаңиниң рәиси җйаң җейши қаһирә йиғинида көрүшүп, йапонийә тәслим болғичә урушни давамлаштурушни қарар қилди.
  • 2009-йили 25-нойабир сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә йағқан шиддәтлик йамғур сәвәбидин су апити йүз бәрди. апәттә 122 киши җенидин айрилди, 350 киши ғайип болди.
  • 2016-йили 25-нойабир куба инқилабиниң рәһбири кастро (Fidel Castro) 90 йешида өлди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر