тарихтики бүгүн: 4 – нойабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1299959
тарихтики бүгүн: 4 – нойабир
  • йил 1909, 4-нойабир...
  • истанбул-бағдад төмүр йоли даирисидә тоққуз йилда қурулуши тамамланған һайдарпаша пойиз истансиси мурасим билән ечилди. германийәлик қурулуш инженери отто риттер (OttoRitter), һелмус куно (Helmuth Cuno) тәрипидин йасалған истансса бинаси «асийаниң дәрвазиси» дәпму билиниду.
  • 1922-йили 4-нойабир әнглийә археологийә алими ховард картер (Howard Carter) вә хадимлири пирәвн тутанкамонниң мазирини тапти. миладидин бурунқи 1323-йили өлгән пирәвнниң мазириниң булаң-талаңға учраштин бурун тепилиши, археологийә тарихида йеңи сәһипә ачти. пирәвн тутанкамониң алтун ниқабини өз ичигә алған мазарлиқтин тепилған тарихий йадикарлиқлар (пирәвнниң мумйасидин башқа) қаһирә музейида көргәзмә қилинмақта.
  • 1933-йили 4-нойабир гиретсийә һөкүмити түркийәниң қурғучиси мустапа камал ататүрк туғулған сәланиктики өйигә хатирә ләвһә асти. ләвһәдә «түрк хәлқиниң ислаһатчиси вә балқанниң бирлишишигә йол көрсәткүчи ғази мустапа камал бу өйдә дунйаға кәлди» дәп йезилған.
  • 1946-йили 4-нойабир б д т ға әза 37 дөләтниң қарари билән қурулған йунеско (б д т маарип, билим вә мәдәнийәт тәшкилати) хизмитини башлиди. мәркизи парижға җайлашти.
  • 1956-йили 4-нойабир сабиқ совитләр иттипақи армийәси 23-өктәбир башланған венгрийә хәлқиниң исйаниниң кеңийиши билән пайтәхт будапештқа бесип кирди.
  • 1972-йили 4-нойабир җумһурийәт хәлқ партийәсиниң 5-қурултийидин кейин 34 йил өтәп кәлгән җумһурийәт хәлқ партийәсиниң башлиқлиқ вәзиписидин айрилған 2-җумһур рәис исмәт инөнү, җумһурийәт хәлқ партийәсидинму истепа бәрди.
  • 1979-йили 4-нойабир иран инқилабидин кейин һумәйни тәрәпдари йашлар теһрандики америка әлчиханисиға бесип кирип, 52 кишини гөрүгә еливалди. бу вәқә америка билән иран оттурисида 444 күн давамлашқан гөрүгә еливелиш киризисиниң башланғучи болди. америка һөкүмити гөрүгә елинғанларни қутқузуш үчүн һәрикәт башлиди, бирақ сәккиз америка әскири вә бир иранлиқ җенидин айрилған һәрикәт мувәппқийәтсиз ахирлашти.
  • 1995-йили 4-нойабир 73 йашлиқ исираилийә баш министири изак рабин пәләстин билән тинчлиқ сөһбитини қоллайдиғанлар өткүзгән йиғилишта ашқун оңчи бир исираилийәликниң қораллиқ һуҗумиға учрап җенидин айрилди.
  • 2008-йили 4-нойабир америкада тунҗи қетим бир қара тәнлик пирезидентлиққа сайланди. демократларниң намзати барак обама һүсәйин сайламда утуп чиқип, американиң 44-нөвәтлик пирезиденти болуп қалди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر