тарихтики бүгүн: 11 – өктәбир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1286192
тарихтики бүгүн: 11 – өктәбир
  • йил 1899, 11-өктәбир...
  • җәнубий африқаниң трансваал вә орейнҗ районлириға орунлашқан һәмдә «боер» (Boer) нами билән аталған әсли голландийәлик деһқанлар билән әнглийә мустәмликә һөкүмити оттурисида 1-боер уруши башланди.
  • 1922-йили 11-өктәбир түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) һөкүмити билән антанта дөләтлири оттурисида анадолудики азадлиқ урушини ахирлаштурған муданйа шәртнамиси имзаланди.
  • 1948-йили11-өктәбир б д т маарип, билим вә мәдәнийәт тәшкилати йунеско (UNESCO) қурулди.
  • 1968-йили 11-өктәбир америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) валлй счирра (Wally Schirra), дон фултон иселе (Donn Fulton Eisele) вә р.волтер җунниңһам (R. Walter Cunningham) қатарлиқ астрономлар олтурған «7-аполло» аләм кемисини қойуп бәрди. наса пат-пат «7-аполло» дин пирограмма тарқатти. «валлй, волт вә дон» дәп аталған бу пирограммани көргүчиләрниң сани интайин йуқири болди вә шу йилниң «еммй» (Emmy) мукапатлириниң биригә еришти.
  • 1980-йили 11-өктәбир алҗирийәдики йәр тәврәштә 2 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.
  • 1998-йили 11-өктәбир конгода бир йолучилар айропилани исйанчилар тәрипидин чүшүрүветилди, айропиландики 40 киши җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر