тарихтики бүгүн: 26.08.2019

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...а

1258670
тарихтики бүгүн: 26.08.2019
  • йил 1071, 26-авғуст...
  • султан алпарслан қоманданлиқидики сәлчуқлар қошуни малазгиртта византийә империйәсиниң қошунини йәңди.
  • 1789-йили 26-авғуст фирансийә парламенти «кишилик һоқуқ вә пуқралар һоқуқи хитабнамиси» ни қобул қилди.
  • 1921-йили 26-авғуст баш қомандан мустапа камал сакарйа мәйдан җеңидә тарихий әһмийәткә игә буйруқини чүшүрди؛ бу «уруш линйәсини мудапиә қилиш әмәс, пүткүл вәтәнни мудапиә қилишимиз керәк» дегән буйруқ иди.
  • 1922-йили 26-авғуст түркийә азадлиқ урушиниң бүйүк һуҗуми башланди.
  • 1936-йили 26-авғуст мисир әнглийә билән түзүлгән келишим нәтиҗисидә сүвәйиш қанилини һесаблимиғанда, мустәқиллиққә еришти.
  • 1936-йили 26-авғуст әнглийә радийо ширкити б б с (BBC) телевизийә пирограммиси тарқитишни башлиди.
  • 1972-йили 26-авғуст түркийә радийо-телевизийә идариси – т р т чәт әлдики тунҗи нәқ мәйдан тарқитишини мийунхенда өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт йиғинида башлиди. мийунхен олимпик тәнһәрикәт йиғини 11 исираилийә тәнтәрбийәчисиниң өлүми вә америкалиқ су үзүш маһири марк спитз (Mark Spitz) ниң йәттә алтун медал елиши, унтулмас хатириләрни қалдурди.
  • 1974-йили 26-авғуст биринчи қетим атлантик окйанни айропилан билән кисип өткән учқучи чарлес линдберх (Charles Lindbergh) аләмдин өтти.
  • 1986-йили 26-авғуст камерунниң нйос (Nyos) көлидә карбон оксид вә һидроген газлириниң партлиши сәвәбидин 500 киши җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر