тарихтики бүгүн: 23.08.2019

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизда һузуруңларда...

1257194
тарихтики бүгүн: 23.08.2019
  • йил 634, 23-авғуст...
  • муһәммәд әләйһиссаламниң биринчи хәлиписи һәзрити әбу бәкир 63 йешида аләмдин өтти.
  • 1305-йили 23-авғуст «қәйсәр йүрәк» намлиқ кино филиминиң баш қәһримани шотландийәлик вәтәнпәрвәр вилйам воллес (William Wallace) лондонда қийин-қистақ билән өлтүрүлди.
  • 1514-йили 23-авғуст йавуз султан сәлим қоманданлиқидики османли қошуни «чалдиран уруши» да шаһ исмаилниң қошунини йәңди.
  • 1921-йили 23-авғуст азадлиқ урушиниң әң қийин урушидин бири болған «сакарйа мәйдан җеңи» башланди.
  • 1923-йили 23-авғуст түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) лисбон келишимини имзалиди.
  • 1925-йили 23-авғуст җумһур рәис мустапа камал ататүрк кастамонода шәпкә вә кийим-кечәк инқилабини башлиди.
  • 1939-йили 23-авғуст германийә билән сабиқ советләр иттипақи оттурисида өзара һуҗум қилмаслиқ келишими имзаланди. бу гитлерниң полшани ишғал қилишини асанлаштурди.
  • 1942-йили 23-авғуст иккинчи дунйа урушиниң тәқдиригә тәсир көрсәткән «сталинград җеңи» башланди.
  • 1944-йили 23-авғуст американиң бир айропилани әнглийәниң фреклетон (Freckleton) шәһиридики мәктәп бинасиниң үстигә чүшүп кәтти. вәқәдә 61 киши җенидин айрилди.
  • 1990-йили 23-авғуст ғәрбий германийә билән шәрқий германийә 3-өктәбирдә бирлишидиғанлиқини җакарлиди.
  • 2000-йили 23-авғуст галф һава йоллириниң бир йолучилар айропилани бәһрәйн әтрапидики бәсрә боғузиға чүшүп кәтти вә 143 киши җенидин айрилди.
  • 2005-йили 23-авғуст перуда бир йолучилар айропилани чүшүп кәтти. вәқәдә 41 киши җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر