тарихтики бүгүн: 24 – апрел
фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.
1189168
- йил 1512, 24-апрел...
- османлиниң 9-падишаһи вә тунҗи османли хәлифәси болған йавуз султан сәлим тәхткә чиқти.
- 1877-йили 24-апрел русийә әфлақ вә боғданға кирип, османли дөлитигә уруш ачти. нәтиҗидә, «93 уруши» дәп аталған османли-русийә уруши башланди.
- 1955-йили 24-апрел һиндонезийәниң бандуң шәһиридә йеңидин мустәқиллиқини қолға кәлтүргән африқа вә асийадики 29 дөләт иштирак қилған конферанс ахирлашти. хитабнамисидә, експилататсийә вә ирқий айримичилиқни ахирлаштуруш тәләп қилинди.
- 1967-йили 24-апрел сабиқ советләр иттипақиниң аләм учқучиси владимир михайлович (Vladimir Mihailoviç) «1-сойуз» намлиқ аләм кемисиниң йәргә чүшүп кетиши нәтиҗисидә җенидин айрилди. у аләмдә вәзипә өтәш җәрйанида җенидин айрилған тунҗи аләм учқучиси болуп қалди.
- 1983-йили 24-апрел нурғунлиған китаб вә мақалиләрни йазған, түркийә мутәпәккурлири дунйасида муһим орунға игә пирофессор доктор әрол гүнгөр аләмдин өтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...