тарихтики бүгүн: 5– апрел

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1177453
тарихтики бүгүн: 5– апрел
  • 1804 – йили 5 – апрел күни тарих сәһипилиридин орун алған ақар йултуз шотландийәгә чүшти.
  • 1897 – йили 5 – апрел күни османли империйәси билән гиретсийә оттурисида «30 күнлүк уруш» дәп аталған уруш башланди.
  • 1900 – йили 5 – апрел күни османли империйәси армийәсиниң мәшһур қомандани ғази осман паша вапат болди.  
  • 1930 – йили 5 – апрел күни маһатма гәнди һиндистанда 300 миллиқ узун сәпирини тамамлап, дәнди саһилиға йетип барди. гәнди һиндистанда хәлқтин елинидиған туз беҗиға қарши 1930 – йили башланған «гәнди туз беҗиға қарши узун сәпәргә атлиниш» һәрикити арқилиқ дөлитиниң әнглийәгә қарши қозғалған инқилабиға рәһбәрлик қилди.
  • 1992 - йили 5 – апрел күни боснийә – гертсеговина һөкүмити мустәқиллиқ елан қилди.
  • 1998 – йили 5 – апрел күни йапонийәдә, кобе шәһири билән аваҗи арилини бир - биригә туташтуридиған, «дунйа бойичә әң узун асма көврүк» һесаблинидиған «акаши кайкйо көврүки» ишқа кириштүрүлди. узунлуқи 1991  метир келидиған көврүкниң қурулуши 10 йилда пүтти.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر