тарихтики бүгүн: 27 – феврал

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1153220
тарихтики бүгүн: 27 – феврал
  • 1863 – йили 27 – феврал күни түркийәдә һәммә тәрипидин билинидиған тунҗи қетимлиқ фото сүрәт көргәзмиси истанбулдики ат бәйгиси мәйданида ечилди. көргәзминиң ечилишини султан абдуләзиз қоллиди. 19 – әсирниң оттурилири пүткүл дунйада көргәзмиләр вә йәрмәнкиләрниң өткүзүлүши бир  хил «еқим мәсилиси» гә айланғаниди. ғәрбтә пат - пат нәмунилири көзгә челиқидиған көргәзмиләргә, османли империйәсидиму наһайити зор әһмийәт бериләтти. османли империйәси султани абдулмәҗит лондон вә парижда өткүзүлгән көргәзмиләргә қатнашқаниди. султан абдулмәҗитниң вапатидин кейин тәхткә чиққан султан абдуләзиз, мәдәнийәт паалийәтлиригә болған қизиқиши сәвәблик османли империйәсидиму шундақ бир көргәзмә ечилишини тәләп қилди. «аммиви көргәзмә» нами астида өткүзүлгән көргәзмидә, фото сүрәтләрдин сирт йәнә, османли империйәсидә ройапқа чиқирилған әсәрләр вә ғәрб әллиридин кәлтүрүлгән йеңи иҗадийәтләрму көргәзмә қилинди.
  • 1879 – йили 27 – феврал күни америкилиқ химийәшунас алим константин фаһлберг «сақарин» намлиқ сүний маддиниң барлиқини байқиди. күнимиздә шекәр сийиш кесәлликлиригә дора сүпитидә ишлитилидиған вә йемәк - ичмәк қатарлиқ көплигән санаәт мәһсулатлирида қоллинилидиған «сақарин» әслидә тасадипий байқалғаниди. константин фаһлберг җон һопкинс университетиниң иккинчи мудири ира ремсен билән бирликтә, таш көмүр йеғи үстидә тәтқиқат елип бериватқанда, тасадипий «сақарин» ни байқап қалғаниди. «сақарин» тоғрулуқ мақалиләрни елан қилған фаһлберг, 1884 – йили «сақарин» патентини алди.
  • 1914 – йили 27 – феврал күни түркийәниң авийатсийә сәһәсидә тунҗи қетим шеһит болуш һадисиси йүз бәрди. учқучи фәтһи әпәнди билән садиқ әпәнди һәйдәп  маңған «муавәнәти миллийә» намлиқ айропилан, истанбул – қаһирә оттурисида қатнавататти. конйа, улуқишла, адана, һумус вә дәмәшқ арқилиқ қаһирәгә созулидиған һава қатниши дәмәшққичә бихәтәр һалда давамлашти. бирақ, дәмәшқниң тәбәриййә наһийәси әтрпида һава шараитиниң начарлиқи сәвәбидин, айропилан қийалиқларға соқулуп, чүшүп кәтти. қазада фәтһи вә садиқ әпәндиләр шеһит болди. әслидә бу һава қатниши, «балқан уруши» дин мәғлубийәт билән чиққан османли империйәсидә тәсәлли болуши үчүн пиланланғаниди.
  • 1947 – йили 27 – феврал күни «амҗабәг», «әфруз бәг», «хушамәтчи» вә «әқли қара» қатарлиқ түрк һәҗвй рәсимлирини ройапқа чиқарған  һәҗвй рәсим устилиридин җәмал надир гүләр вапат болди. җәмал надир һәҗвй рәсимлири арқилиқ  җәмийәттики начар хаһишларни, наданлиқни, шәхсийәтчиликни, мәнпәәтпәрәсләрни, икки йүзлимичиләрни вә хушамәтчиләрни тәнқид қилатти.       


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر