тарихтики бүгүн: 9 – феврал

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1141825
тарихтики бүгүн: 9 – феврал
  • 1788-йили 9-феврал күни авистирийә, османли империйәси – русийә урушиға дахил болди. авистирийә 1787 – йлдин 1792 – йилғичә давамлашқан османли империйәси – рус урушлири җәрйанида русийәни қоллап урушқа қатнишип, османли империйәсиниң қаттиқ мәғлубийәткә учришиға сәвәб болди.
  • 1934 – йили 9  - феврал күни балқан әһди тәшкилати әһдинамиси түркийә, гиретсийә, йугославийә вә руминийә оттурисида атинада имзаланди. бу әһдинамә ؛ балқан райониға җайлашқан дөләтләр өзара земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилишини нишан қилатти. бу арқилиқ балқан әллири чегра районлирини өзара капаләткә игә қилған болди.
  • 1965 – йили 9 – феврал күни вейтнам уруши партлиди. тунҗи түркүмдики америка әскәрлири җәнубий вейтнамға әвәтилди. бу, вейтнам уруши шәрқ лагери әллири болған шималий вейтнам, хитай вә сабиқ совет иттипақи билән америкиниң қоллиғучиси болған анти коммунист җәнубий вейтнам вә америка қошма иштатлири оттурисиики уруш иди.
  • 1968 – йили 9 – феврал күни түркийәдә тунҗи айал қатнаш сақчиси вәзипә өтәшкә башлиди. истанбулдики әминөнү мәйданида қатнашни башқурған тунҗи айал қатнаш сақчиси фикрийә йавуз, түркийә тарихидики тунҗи айал қатнаш сақчиси болуп қалди.
  • 1986 – йили 9 – феврал күни һаллей қуйруқлуқ йултузи қуйашқа әң йеқин мусапигә йетип барди. бу һаллей қуйруқлуқ йултузиниң 20 – әсирдә қуйашни иккинчи қетим зийарәт қилиши иди. һәр 75 – 76 йилда бир қетим көрүлидиған һаллей қуйруқлуқ йултузи, орбетисини  инсан өмри ичидә тамамлайдиған вә очуқ - ашкара һалда көргили болидиған бирдинбир қуйруқлуқ йултуз һесаблиниду. мәлуматларға қариғанда, һаллей қуйруқлуқ йултузи 2061 – йили тәкрар көрүлидикән.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر