әркин челишиш командиси чемпийон болди

түркийә әркин челишиш командиси аридин 31 йил өткәндин кейин, йавропа чемпийони болди.

2104389
әркин челишиш командиси чемпийон болди
feyzullah aktürk.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: руменийә пайтәхти бухарестта өткүзүлгән йавропа чемпийонлуқида икки алтун медал, икки күмүш медал вә икки мис медалға еришип, гирузийә билән әзәрбәйҗан командилириниң алдиға өткән түркийә әркин челишиш командиси, командиларниң тәртипидә биричини болди. буниң билән, түркийә командиси 1993-йили истанбул саһибханлиқ қилған йавропа чемпийонлуқидин кейинки тунҗи қетимлиқ әркин челишиш түри бойичә чемпийонлуқни қолға кәлтүргән болди.

фәйзуллаһ ақтүрк 92 килогирамлиқлар бойичә, таһа ақгүл 125 килогирамлиқлар түри бойичә алтун медални қолға кәлтүрди.

таһа ақгүл 125 килогирамлиқлар бойичә өткүзүлгән әркин челишишта, гирузийәлик маһир гено петрийашвили билән мусабиқиләшти. мәйдандин 4 кә қарши 5 нәтиҗә билән айрилған таһа ақгүл, арқиму арқа төт қетим, җәмий 11 қетим йавропа чемпийони болди.

фәйзуллаһ ақтүрк 92 килогирамлиқлар бойичә өткүзүлгән әркин челишишта, словенийәлик маһир борис макоевни 0 гә қарши 8 нәтиҗә билән йеңип, үчинчи қетим йавропа чемпийони болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر