түркийә айаллар васкетбол командиси силовенийә командисини мәғлуб қилди

2025-йиллиқ йавропа айаллар васкетбол чемпийонлуқи шаллаш мусабиқилири башланди.

2062883
түркийә айаллар васкетбол командиси силовенийә командисини мәғлуб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә айаллар васкетбол командиси F гурупписидики тунҗи мусабиқиси, силовенийә командиси билән өткүзүлди.

мусабиқә измит шеһит сақчи рәҗәп топалоғлу тәнтәрбийә залида өткүзүлди.

түркийә айаллар васкетбол командиси биринчи мәйдан мусабиқини 8 гә қарши 19 номур билән ахирлаштурди. иккинчи мәйдан мусабиқини 20 гә қарши 43 номур, үчинчи мәйдан мусабиқини болса, 26 гә қарши 53 нәтиҗә билән ахирлаштурди. буниң билән, айал маһирлиримиз 2025-йиллиқ йавропа чемпийонлуқиниң шаллаш мусабиқисини ғәлибә билән башлиған болди.

12-нойабир (2023) йәкшәнбә айал маһирлиримиз әнқәрә вақти 21.30, үрүмчи вақти 13-нойабир 00.30 да исландийә айаллар командиси билән мусабиқигә чүшиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر