һамас-исираилийә тоқунуши тәнтәрбийә дунйасиғиму тәсир көрсәтмәктә

һамас билән исираилийә оттурисидики тоқунушлар тәнтәрбийә дунйасиғиму тәсир көрситишкә башлиди.

2052536
һамас-исираилийә тоқунуши тәнтәрбийә дунйасиғиму тәсир көрсәтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң бундәслига майинз кулуби путбол маһири әнвәр әлғази билән болған тохтамни бикар қилди.

майинз кулуби йилтизи маракәшлик путболчи әнвәр әлғази билән болған тохтамниң бикар қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «әнвәр әлғази таратқу адресида һәмбәһрлигән учурниң кулубниң қиммәт қаришиға мас кәлмәйдиғанлиқи» әскәртилип, униң команда мәшиқлиригә вә мусабиқилиригә қатнаштурулмайдиғанлиқи қәйт қилинди.

йилтизи маракәшлик путболчи әнвәр әлғази исираилийә-һамас тоқунуши тоғрисида таратқу адресида «дәрйадин деңизғичә, пәләстин әркин болиду» дәп учур һәмбәһрләп, аридин узун өтмәй өчүрүвәткән иди.

әнвәр әлғази голландийә дөләтлик командисидиму путбол ойниған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر