түркийәлик оқуғучилар олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридә нурғун медалға еришти

түркийәлик оқуғучилар йапонийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә өткүзүлгән хәлқара математика вә бийологийә олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридә 1 алтун, 8 күмүш вә 1 мис медалға еришти.

2012364
түркийәлик оқуғучилар олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридә нурғун медалға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити санаәт вә технологийә министирлиқиниң байанатиға қариғанда, йапонийәниң чиба шәһиридә өткүзүлгән, 112 дөләттин 623 оқуғучи қатнашқан 64-нөвәтлик хәлқаралиқ математика олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә, түркийәдин мәһмәт җан баштәмир алтун медалға, бариш қойунҗу, шәвкәт онур йилмаз, мәләк гүнгөр, сәрдар боздағ вә хақан гүндоған күмүш медалға еришкән.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әл әйн шәһиридә өткүзүлгән, 80 дөләттин 320 оқуғучи қатнашқан 34-нөвәтлик хәлқара бийологийә олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә,  түркийәдин хәлил әрән уйар, әрдәм йамалиоғлу, толга табанли күмүш, кәрәм айдин мис медалға еришкән.

түркийә санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ қачир бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийәлик оқуғучиларниң хәлқара математика олимпик мусабиқисидә тарихий утуққа еришкәнликини, шуниң билән, түркийәниң 112 дөләт ичидә 8-рәттин орун елишида муһим рол ойниғанлиқини тәкитләп мундақ  дегән: «бу нәтиҗә сайисида, математика олимпик мусабиқиси тарихида иккинчи қетим һәл қилғуч мувәппәқийәткә ериштуқ.»

министир қачир олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишип, түркийәгә зор шан - шәрәп кәлтүргән барлиқ оқуғучиларни, уларниң аилә тавабиатлирини, оқутқучилирини вә бу һәқтә зор төһпиләрни қошқан башлиқ кишиләрни тәбриклигән, һәмдә уларниң давамлиқ мувәппәқийәт қазинишиға тиләкдашлиқ билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر