майкел җорданниң айиғи 2 милйон 200 миң долларға сетилди

дунйаға даңлиқ васкетбол маһири майкел җорданниң кимартуқ қилип базарға селинған тәнһәрикәт айиғи 2 милйон 200 миң долларға сетилип рекорт йаратти.

1974028
майкел җорданниң айиғи 2 милйон 200 миң долларға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: майкел җорданниң Sotheby кимартуқ қилип сетиш сарийи тәрипидин икки милйон доллар билән төт милйон доллар арилиқида сетилиши мумкин дәп мөлчәрләнгән тәнһәрикәт айиғи, кимартуқ қилип сетиш паалийитидә сетилған әң қиммәт буйумларниң бири болуп қалди؛ айағ 2 милйон 200 миң долларға сетилди.

униң айағлириниң буниңдин илгирики рекорт баһаси 1 милйон 470 миң доллар иди.

васкетбол маһири майкел җорданниң  NBA (америка васкетбол бирләшмиси)ниң 1998 – йиллиқ һәл қилғуч мусабиқидә кийгән бир формиси өткән йили 10 милйон 100 миң долларға сетилғаниди.

җәмий алтә қетим NBA чемпийонлуқини, икки қетим олимпик алтун медалини вә башқа нурғун мукапатларни қолға кәлтүргән майкел җордан, тарихтики әң мәшһур тәнһәрикәтчиләрниң бири дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر