мәриһ дәмиралниң ианә топлаш паалийити сүрәт билән зораймақта

италийәдә йәр тәвәршниң зәрбисигә учриғучиларға ианә топлаш паалийитигә башламчилиқ қилған мәриһ дәмирал түркийәниң иптихариға айланди.

1946019
мәриһ дәмиралниң ианә топлаш паалийити сүрәт билән зораймақта

түркийә авази радийоси хәвири: атланта командисиниң түрк маһири мәриһ дәмиралниң апәтниң зәрбисигә учриғучиларға ианә топлаш сәпәрвәрлики җәрйанида йиғилған пулниң миқдари 8 милйон лираға йеқинлашти.

мәриһ дәмирал тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, кимартуқ қилип сетишқа қойулған карим бензема вә харрий кейниниң формилириниң 1 милйон 250 миң лираға сетилғанлиқини уқтурди.

миллий путбол маһиримизниң тәшәббуси билән париж сант герман командисидин лионел месси вә келйан мибаппе, манчестер сити командисидин ерлиң халанд, әлнасир командисидин киристийано роналдо, рим командисидин павло дибала, атлетко мадрид командисидин антойен гиризман қатарлиқ даңлиқ путболчиларниң имзалиқ формлириниң кирими, йәр тәврәштә зийанкәшликкә учриғучиларға ианә қилиниш мәқситидә кимартуқ қилип базарға селинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر