малатйа командисиниң варатачиси йәр тәврәштә вапат болди

қаһраманмарашта йүз бәргән йәр тәврәшниң тәсиригә учриған малатйада өрүлүп чүшкән бинаниң харабиики астида қалған спор тото 1-дәриҗидин ташқири йеңи малатйаспорниң варатачиси әһмәт әйүп түркасланниң җәсити тепилди.

1943504
малатйа командисиниң варатачиси йәр тәврәштә вапат болди

түркийә авази радийоси хәвири:  йеңи малатйаспор командисиниң 28 йашлиқ варатачиси әһмәт әйүп түркаслан түркийәниң йүрикини дағлиған йәр тәвәрштә харабилик астида қалди.

малатйаспорниң һәвәскарлири вә әһмәт әйүп түркаслан аилисинң үмид билән күтүши тәқдиргә айланди. йәр тәврәшниң иккинчи күнидә әһмәт әйүп түркасланниң җәсити харабилик астидин чиқирилди.

малатйаспорниң техника директори йилмаз вурал телевизийә пирограммисида, мусибәтлик хәвәрни йәткүзди.

у: «наһайити әпсуски, маһиримиз әһмәт әйүп түркаслан вапат болди» деди.

әһмәт әйүп түркаслан газиантәптә туғулған болуп, у газиантәп «A2» путбол командиси, бугсас спор, османлиспор вә үмранийәспор командилирида топ ойниған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر