2022-йиллиқ дунйа путбол лоңқиси қатарда башланди

2022-йиллиқ дунйа путбол лоңқиси (FIFA) түнүгүн (20-нойабир) қатар пайтәхти доһада өткүзүлгән мурасим билән башланди.

1908616
2022-йиллиқ дунйа путбол лоңқиси қатарда башланди
FIFA World Cup Qatar 2022  5
FIFA World Cup Qatar 2022 4
FIFA World Cup Qatar 2022 3
FIFA World Cup Qatar 2022 2
FIFA World Cup Qatar 2022 erdogan

түркийә авази радийоси хәвири:   тунҗи қетим әрәб дунйасидики бир дөләттә өткүзүлгән дунйа путбол лоңқисиниң қатар пайтәхти доһаға җайлашқан әл бәйт тәнтәрбийә мәйданидики ечилиш мурасимини 60 миң тамашибин көрди.

дунйаға даңлиқ сәнәтчи морган фримән (Morgan Freeman) қатнашқан вә пүткүл дунйаниң қатарда бир йәргә җәм болуши тәклип қилинған мурасимда, көчмән қәбилиләрниң сәнәт номурлири көрситилди.

йәрлик сәнәтчиләрниң уссул номурлиридин кейин, җәнубий корейә б т с (BTS) гурупписиниң әзаси җуң кук билән қатар нахшичиси фаһад әл қубаиси 2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң рәсмий нахша-музикиси «Dreamers» ни орунлиди.

ечилиш мурасимида, путболниң бир қәбилә болуп бир йәргә җәм болушниң нишан қилинғанлиқи вә дунйаниң һәммә адәм ичидә йашайдиған бир чедир икәнликидин бешарәт берилди.

мурасим, қатар әмири шәйх алсаниниң нутуқи билән ахирлашти.

әй бәйт тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлгән мурасимға, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанму иштирак қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2022-йилиқ дунйа лоңқисиниң ечилиш мусабиқиси болған  қатар-еквадор мусабиқисини, башқа дөләтләрниң башлиқлири билән бирликтә көрди.

милйонларчә путбол һәвәскарлириниң телевизорда нәқ мәйдандин тарқитилған пирограммида көридиған бу қетимқи дунйа лоңқисида, 32 дөләтниң командиси җәмий 62 мусабиқигә чүшиду. лоңқа 2022-йили 18-декабир өткүзүлидиған һәл қилғуч мусабиқә билән ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر