әрдоған  тәнтәрбийәни қоллап байанат елан  қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған анталйада өткүзүлгән йавропа кеңишиниң 17 – нөвәтлик  тәнтәрбийә ишлириға мәсул министирлар йиғиниға атап байанат елан  қилди.

1898087
әрдоған  тәнтәрбийәни қоллап байанат елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, байантида, йавропа кеңишигә әза дөләтләрниң тәнтәрбийә ишлириға мәсул министирлирини түркийәдә күтүвалғанлиқидин толиму хушал икәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийәни тәнтәрбийә дөлитигә айландуридиған қәдәмләрни ташлашни үзлүксиз давамлаштуримиз.»

у, тәнтәрбийәдики достлуқ вә тинчлиқ роһиниң муһимлиқини әскәртип мундақ деди: «тоқунуш вә урушлар дунйа күн тәртипини мәшғул қиливатқан бүгүнки күндә, тәнһәрикәтниң бир гәвдиләштүргүчи вә бағриға басқучи тәрипигә техиму көп моһтаҗмиз. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу аңни чиқиш нуқта қилип, биз саһибханлиқ қиливатқан хәлқаралиқ тәнтәрбийә паалийәтлири арқилиқ пүткүл инсанийәткә қарита мәсулийитимизни ада қилишқа тиришиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر