4-қетимлиқ дунйа көчмәнлик мусабиқилири изниктә башланди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «инсанийәтниң миңларчә йиллиқ тарихини намайан қилидиған көчмәнлик мәдәнийитиниң йоқилип кетишигә рази болмаймиз» деди.

1886723
4-қетимлиқ дунйа көчмәнлик мусабиқилири изниктә башланди

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған изниктә дунйа көчмәнлик тәнтәрбийә мусабиқилириниң ечилиш мурасимиға қатнашти вә сөз қилди.

у: «тунҗи қетимлиқ әнәниви көчмәнлик мусабиқилири 2014-йили, 2016- вә 2018-йиллири қирғизистанниң саһибханлиқида өткүзүлди. вухән вируси сәвәбидин 2020-йили өткүзүлмигән мусабиқиларниң 4-қетимлиқи, һәр җайлиридин тарих, мәдәнийәт вә тәбиәт пурап туридиған изниктә башланди» деди.

у көч мәдәнийитиниң инсанийәт тарихиға охшашла қәдимкий икәнликини әскәртип: «инсанийәт җәмийәтлири миңларчә йил бойичә охшимиған сәвәбләр түпәйлидин өзлири туруватқан җайлардин башқа җайларға көчүп йеңи һайат йоли үстидә издәнгән. охшаш вақитта, муәййән бир җайда изчил һалда йаки пәсилләргә қарап йәр алмаштуруп, һайатини давамлаштурған җәмийәтләрму бар. бу узун сәпәрләр җәрйанида өзара учрашқан инсанийәт җәмийәтлири бир-биригә тәсир көрсәткән. һазирқи вақитта, медйа вә учур-алақә вастилири дунйани кичик бир йезиға айландурған болсиму, көч бүгүн күндә йәнила мәдәнийәт вә инсаний мунасивәтләрниң әң үнүмлүк қоғдиғучиси» деди.

у инсанийәтниң миңларчә йиллиқ тарихини намайан қилидиған көчмәнлик мәдәнийитиниң йоқилип кетишигә рази болмайдиғанлиқлирини тәкитләп: «буниң үчүн, ечилишини әмәлгә ашурған тәнтәрбийә мусабиқилири йаки буниңға охшайдиған башқа паалийәтләр көч мәдәнийитиниң охшимайдиған тәрәплири билән йашитилишида, муһим пайдилиқ рол ойнайду дәп қараймиз. көчмәнлик мәдәнийитини дунйаға тонутқан бу паалийәтни, инсанийәтниң қәдимкий мирасини кәлгүси әвладларға йәткүзүш вәзиписи нуқтисидин интайин муһим дәп қараймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر