түркийә дөләтлик әрләр васкетбол командиси латвийә командисини күтүвалиду

түркийә дөләтлик әрләр васкетбол командиси әтә (2022-йили 25-авғуст) хәлқара васкетбол федератсийәси (FIBA) 2023-йиллиқ дунйа лоңқиси йавропа шаллаш мусабиқилириниң иккинчи айланма тунҗи мусабиқисидә, латвийә командисини күтүвалиду.

1871662
түркийә дөләтлик әрләр васкетбол командиси латвийә командисини күтүвалиду

түркийә авази радийоси хәвири: мусабиқә арәна рига тәнтәрбийә залида әнқәрә вақти 19.30, үрүмчи вақти 22.30 да башлиниду.

түркийә дөләтлик әрләр васкетбол командиси шаллаш мусабиқилириниң дәсләпки айланмисида, Bгуруппида гиретсийә, әнглийә вә беларусийә командилири мусабиқигә чүшти. хәлқара васкетбол федератсийәсиниң қарари бойичә беларусийә командисиниң гуруппидин чиқириветилиши билән, үч команда иккинчи айланма мусабиқилиригә чүшүш салаһийитигә еришти.

A гурупписида, латвийә, белгийә вә сербийә командилири иккинчи айланма мусабиқилиригә чүшүш һоқуқини қолға кәлтүрди.

түркийә дөләтлик әрләр васкетбол командиси иккинчи айланма мусабиқилиридә, латвийә, белгийә вә сербийә командилири билән I гурупписида мусабиқилишиду. иккинчи айланма мусабиқилиридә төт гуруппиниң алдинқи үч командилири ичидин орун алған 12 команда, 2023-йиллиқ дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитигә еришиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر