гиретсийә меис арили билән анталйа каш наһийәси арисида су үзүш мусабиқиси өткүзүлди

гиретсийәниң меис арили билән анталйаниң каш наһийәси арисида 7.1 километирлиқ су үзүш мусабиқиси өткүзүлди.

1848513
гиретсийә меис арили билән анталйа каш наһийәси арисида су үзүш мусабиқиси өткүзүлди
Meis-Kaş Yüzme Yarışı ..jpg
Meis-Kaş Yüzme Yarışı ....jpg
Meis-Kaş Yüzme Yarışı ...jpg

түркийә авази радийоси хәвири:каш наһийәлик һөкүмәт бу йил (2022) 23-қетимлиқ хәлқара ликйа каш мәдәнийәт вә сәнәт фестивали даирисидә, хәлқаралиқ меис-каш су үзүш мусабиқиси уйуштурди.

«икки дөләттә бир мусабиқә» шоари билән бу йилқи 16-қетимлиқ мусабиқигә, сәккиз дөләттин 125 маһир қатнашти. маһирлар әтигәндә каш наһийәсидин қолвақлар билән мусабиқиниң башлиниш нуқтиси болған меис арилиға апирилди. бу йәрдики тәййарлиқлардин кейин, әнқәрә вақти 09.00 да түркийә каш наһийәлик һөкүмәт башлиқи вә гиретсийә меис шәһәр башлиқиниң команда бериши билән мусабиқә башланди.

мусабиқидә, әрләрдә 1 саәт 44 минут 3 секунтлуқ нәтиҗә билән әмраһ бәкир биринчи болди. айаллар түридә, 2 саәт 21 минут 49 секунтлуқ нәтиҗә билән сәда банли биринчи болди.

саһил бихәтәрлик хадимлири мусабиқиниң бихәтәрликини қоғдиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر