мәлис өзчиғдәм гирузийә - ериландийә мусабиқисигә репирлиқ қилиду

мәлис өзчиғдәм 27-ийун дүшәнбә күни гирузийә билән иреландийә командилириниң йавропа путбол бирләшмиси айаллар дунйа лоңқисини талишиш шаллаш мусабиқисиниң A гурупписи мусабиқисигә рийасәтчилик қилиду.

1848123
мәлис өзчиғдәм гирузийә - ериландийә мусабиқисигә репирлиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара путбол бирләшмиси иҗазәтнамисигә еришкән репер мәлис өзчиғдәм 27-ийун дүшәнбә күни гирузийә билән иреландийә командилириниң йавропа путбол бирләшмиси айаллар дунйа лоңқисини талишиш шаллаш мусабиқисиниң A гурупписи мусабиқисигә рийасәтчилик қилиду.

түркийә путбол бирләшмисиниң тор бетидә елан қилинған байанатқа қариғанда, гиретсийәниң гори шәһиридики бурканадзе тәнтәрбийә залида шу йәр вақти 19.00 дә башлинидиған мусабиқидә мәлис өзчиғдәмгә дәйбәт гөк вә мүрвәт йавзутүрк йардәмлишидикән. мусабиқиниң төтинчи репири нәсилханмуратдағи болидикән.

йәнә бир тәрәптин, хәлқара путбол бирләшмиси иҗазәтнамисигә еришкән йардәмчи айал репирларниң бири болған сәдәф ақтанму 27-ийундин 9-ийулғичә чехийәдә өткүзүлидиған йавропа путбол бирләшмиси 19 йаштин төвән айаллар путбол ләвһә талишиш мусабиқисиниң ахирқи мусабиқисидә вәзипә өтәйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر