русийә тәнһәрикәтчиси дөләт тәвәликини өзгәртти

русийәлик теннис топ маһири натела дзаламидзе хәлқаралиқ мусабиқигә қатнишиш үчүн гирузийә пуқралиқиға өтти.

1845837
русийә тәнһәрикәтчиси дөләт тәвәликини өзгәртти

түркийә авази радийоси хәвири: русийәлик теннис топ маһири натела дзаламидзе бу мусабиқә пәслидики үчинчи қетимлиқ чоң ләвһә талишиш мусабиқисигә (Wimbledon) қатнишиш үчүн гирузийә пуқралиқиға өтти.

натела дзаламидзе москвада туғулған болуп, бу йил 29 йашта. украина-русийә оттурисида давамлишиватқан уруш сәвәбидин, русийә пуқралириниң хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнишиши чәклиниду. беларусийә бу урушта русийәни қоллиғанлиқи үчүн беларусийә пуқралириниңму хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнишиши чәклиниду. шуңа, натела дзаламидзе үчинчи қетимлиқ чоң ләвһә талишиш мусабиқисигә қатнишиш мәқситидә, гирузийә пуқралиқиға илтимас сунди.

мусабиқә башқуруш һәйити бу һәқтә тохтилип, мәзкур усулни чәкләшкә «күчлириниң йәтмәйдиғанлиқи» ни, беларусийә вә русийә теннис топ маһирлириниң башқа дөләтниң пуқралиқиға өтүш арқилиқ мусабиқигә қатнишишини тосуп қалалмайдиғанлиқлирини билдүрди.

натела дзаламидзе айаллар теннис бирләшмисиниң мусабиқилиридә, төт қетим чемпийон болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر