австиралийә дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитигә еришти

австиралийә путбол командиси перу командисини мәғлуб қилип, «2022 қатар» дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди.

1842618
австиралийә дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитигә еришти

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә путбол командиси дунйа лоңқиси шаллаш мусабиқилиридә, 0-0 ахирлашқан мусабиқидә, перу командисини 11 қәдәмдин тепишта 4 кә қарши 5 нәтиҗә билән мәғлуб қилип, дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди.

австиралийә командиси 2022-йили 21-өктәбирдин 18-декабирғичә қатарда өткүзүлидиған дунйа лоңқисида (FIFA), фирансийә, данийә вә тунис қатарлиқ дөләтләрниң командилири бар D гурупписида риқабәтлишиду.

«2022 қатар» дунйа лоңқисиға қатнишидиған 32-команда, әнқәрә вақти 21.00, үрүмчи вақти 15-ийун (2022) 00.00 дә башлинидиған коста рика-йеңи зеландийә мусабиқиси ахирлашқанда ениқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر