тәйкүәндав чемпийонлуқиниң биринчи күнидә бәш алтун медал

йавропа тәйкүәндав вә пара тәйкүәндав чемпийонлуқи әнглийәниң манчестер шәһиридә өткүзүлди.

1829656
тәйкүәндав чемпийонлуқиниң биринчи күнидә бәш алтун медал

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә маһирлири чемпийонлуқниң биринчи күнидә өзини намайан қилип, бәш алтун медал, 1 күмүш медал вә бир мис медални қолға кәлтүрди.

чемпийонлуқниң биринчи күнидә, түркийәлик сәккиз маһир мәйданға чүшти. әрләр 63 килогирамлиқлар бойичә өткүзүлгән мусабиқидә, түркийәлик маһир хакан рәчбәр фирансийәлик рәқиби совләйман алафлиппини йиңип бир алтун медалға еришти.

айаллар 53 килогирамлиқлар мусабиқисидә, түркийәлик маһир зәлиһа ағрис испанийәлик рәқиби марийа алма паррадони йиңип йавропа чемпийони болди.

әрләр 54 килогирамлиқлар мусабиқисидә, түркийәлик маһирлардин гөркәм полат гүмүш, дениз дағдәлән бир мис медалға еришти.

айаллар 49 килогирамлиқлар мусабиқисидә, түркийәлик маһир мәрвә динчәл исираилийә маһири абишаг сембергни йиңип, алтун медалға еришти.

пара тәйкүәндав түриниң әрләр 58 килогирамлиқларниң K44 мусабиқисидә, түркийәлик маһир алиҗан өзҗан фирансийәлик рәқиби бофа конгни 15 кә қарши 34 номур билән йиңип, алтун медалға еришти. айаллар 47 килогирамлиқларниң K44 мусабиқисидә, түркийәлик маһир нурҗиһан әкинҗи украиналиқ маһир викторийа марчук билән һәл қилғуч мусабиқигә чүшүп, 12 гә қарши 13 номур үстүнлүк билән алтун медални қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر