канада бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини байқут қилидиғанлиқини билдүрди

канада баш министири җастин трудо хитайниң пайтәхти бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик җәһәттин байқут қилидиғанлиқлирини, әмма тәнһәрикәтчиләрниң мусабиқигә қатнишалайдиғанлиқини билдүрди.

1744973
канада бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини байқут қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт оттавада ташқи ишлар министири мелани җоли вә тәнтәрбийә министири паскале ст-онге билән бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән трудо, канаданиң иттипақдашлири билән бу мәсилә тоғрисида сөһбәтлишиватқанлиқини вә уларниң бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик җәһәттин байқут қилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, тәнһәрикәтчиләрниң мусабиқигә қатнишалайдиғанлиқини, әмма һечқандақ министир йаки дипломатниң өз дөлитигә вакалитән мусабиқигә қатнашмайдиғанлиқини қәйт қилди.

америка қошма иштатлири, әнгилийә вә австралийә, буниңдин илгири бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик җәһәттин байқут қилидиғанлиқлирини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر