галатасарай вә фәнәрбаһчә айаллар путбол командилири достлуқ мусабиқиси өткүзди

галатасарай командиси билән фәнәрбаһчә командисиниң айаллар путбол командилири, җәмийәттә айалларға зораванлиқ қилишқа қарши йуқири аң пәйда қилиш үчүн достлуқ мусабиқиси өткүзүлди.

1744419
галатасарай вә фәнәрбаһчә айаллар путбол командилири достлуқ мусабиқиси өткүзди
gs fb kadina siddete son 6.jpg
gs fb kadina siddete son 4.jpg
gs fb kadina siddete son 3.jpg
gs fb kadina siddete son 2.jpg
gs fb kadina siddete son 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: галатасарай командиси билән фәнәрбаһчә командисиниң айаллар путбол командилири, җәмийәттә айалларға зораванлиқ қилишқа қарши йуқири аң пәйда қилиш үчүн достлуқ мусабиқиси өткүзүлди.

галатасарай айаллар путбол командиси билән фәнәрбаһчә айаллар путбол командисиниң достлуқ мусабиқисини, аилә вә иҗтимаий хизмәтләр министири дәрйа йаник, әдлийә министири абдулһамит гүл, ийи (йахши) партийәсиниң башлиқи мәрал ақшәнәр ханим, истанбул валийси әли йәрликайа, истанбул вилайәтлик тәнтәрбийә мудири бурһанәттим һаҗиҗафәроғлу вә алаһидә тәклип қилинған меһманлар билән нурғун путбол һәвәскарлири көрди.

мусабиқә нәф тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлди. фәнәрбаһчә айаллар путбол командиси 0 гә қарши 7 нәтиҗә билән ғәлбә қилди.

мусабиқидә сәккиз минутта қарши тәрәпниң варатасиға 3 топ киргүзгән шамека фишлей алаһидә көзгә челиқти.

мусабиқә башланғанда, икки командиниң маһирлири «айалларға зораванлиқ қилиш ахирлашсун» дегән шоар йезилған лозунка көтүрүп мәйданға кирди.

галатасарай айаллар путбол командиси мусабиқә башлинип бәш минут өткәндә қизил карт җазаси йиди вә бир маһири азийип 10 киши қалди.

фәнәрбаһчә айаллар путбол командиси пурсәттин пайдилинип 10-минутта галатасарай командисиниң варатасиға бир топ киргүзди. 13-минутта йәнә бир топ киргүзди.

фәнәрбаһчә командиси 31-минут, 34-минут вә 39-минут, 40-минут вә 51-минутларда арқа-арқидин топ киргүзүп, нәтиҗини 0 гә қарши 7 кә чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر