италийә таратқулири түркийә путбол командисиниң маһири хакан чалханоғлуни алаһидә хәвәр қилди

италийә таратқулири түркийә дөләтлик путбол командисиниң маһири хакан чалханоғлуниң булуң топни қарши тәрәпниң варатасиға киргүзгәнликини вә бу вақитта намайан қилған йуқири иқтидарини баш сәрләвһилиридә хәвәр қилди.

1743482
италийә таратқулири түркийә путбол командисиниң маһири хакан чалханоғлуни алаһидә хәвәр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң тәнтәрбийә гезитлири хакан чалханоғлуни интер командиси 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән ғәлбә қилған мусабиқиниң әң йахши маһирлиқиға таллиди вә уни баш сәрләвһилиридә хәвәр қилди.

хакан чалханоғлу мусабиқидин кейин, хели вақиттин бери булуң топ тепишни мәшиқ қиливатқанлиқини билдүрүп: «булуң топни варатаға тепип киргүздүм. буни хели вақиттин бери мәшиқ қиливататтим, һәм бу қетим топни наһайити йахши тәптим. өзүмгә болған ишәнчим йахши, өзәмни бәк йахши һес қиливатимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر