түркийә малта командисини йәңди

2022-йиллиқ дунйа лоңқиси G гурупписидики әң ахирқи шаллаш мусабиқилиридә, түркийә түркийә дөләтлик путбол командиси малта командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңди.

1734947
түркийә малта командисини йәңди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә путбол командиси 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси G гурупписидики әң ахирқи шаллаш мусабиқилиридә, қаратағ командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңди.

бу пәйттә, голландийә командиси норвегийә командисини 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән мәғлуб қилиши, түркийә командисини гурупписида иккинчи рәткә тизилишиға сәвәб болди.

түркийә командисиниң маһири кәрәм актүркоғлу мусабиқә башлинип 22 минут өткәндә қарши тәрәпниң варатасиға бир топ, 60 минут өткәндә оркун көкчү бир топ киргүзүп, нәтиҗини 2 гә чиқарди.

қаратағ командисиниң маһири фатос беҗийари мусабиқә башлинип үч минут өткәндә бир топ киргүзди.

голландийә командиси гуруппида 23 номур билән биринчи, түркийә командиси 21 номур билән иккинчи болди. 18 номурға еришкән норвегийә командиси дунйа лоңқиси билән видалашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر