түркийә-қаратағ мусабиқиси т р т1 қанилида көрситилиду

2022-йиллиқ дунйа лоңқиси G гурупписидики әң ахирқи шаллаш мусабиқилиридә, түркийә түркийә дөләтлик путбол командиси билән малта командиси мусабиқигә чүшиду.

1734472
түркийә-қаратағ мусабиқиси т р т1 қанилида көрситилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә-малта мусабиқиси подгорика (Podgorica) шәһәрлик тәнтәрбийә мәйданида, әнқәрә вақти 22 дин 45 минут, үрүмчи вақти 17-нойабир (2021) 01 дин 45 минут өткәндә башлиниду. мусабиқә т р т 1 қанили, т р т излә, т р т радийоси 1 вә  trtspor.com.tr адреслиридин бивастә тарқитилиду.

мусабиқигә, германийә путбол федератсийәсиниң әзаси данийел сийберт (Daniel Siebert) реперлиқ қилиду.

түркийә путбол командиси гурупписида еришкән 18 номури билән иккинчи рәттин орун алған болуп, норвегийә командисиниң алдида. голландийә командиси 20 номур билән биринчи рәттә.

бүгүн түркийә-қаратағ мусабиқиси өткүзүлүш билән биргә, голландийә-норвегийә мусабиқисиму өткүзүлиду. әгәр түркийә командиси қаратағ командисини, норвегийә командиси голландийә командисини йәңсә түркийә командиси гуруппида биринчи болиду вә дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитигә еришиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر