биразилийә пирезиденти мусабиқә мәйданиға кирәлмиди

биразилийә пирезиденти болсонаро вухән вируси(Kovid-19) ваксинаси әмләтмигәнлики үчүн, униң сантос-гремийо (Santos-Gremio) путбол мусабиқиси өткүзүлгән тәнтәрбийә мәйданиға киргүзүлмигәнлики елан қилинди.

1717671
биразилийә пирезиденти мусабиқә мәйданиға кирәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийәдә тарқалған видеода, дәм елиш үчүн сав павло (Sao Paulo) ға кәлгән болсонаро, вухән вируси ваксинаси әмләтмигәнлики үчүн сантос-гремийо мусабиқисини нәқ мәйдандин көрәлмиди.

сантос командисиниң қоллиғучиси болған болсонаро мәйданға киргүзүлмигәнликидин пәйда болған биарамлиқини ипадиләп: «қандақ ваксина карти вә қандақ ваксина паспорти лазим? сантос командисиниң мусабиқисини көрүшни халайттим, ваксина әмлитилгән болуш керәк, дедиләр. немә үчүн? мәндә ваксина әмләткәнләрдин көп антетила бар» деди.

биразилийәниң охшимиған районлирида кишиләрниң путбол мусабиқилирини мәйданда көрүши үчүн, ваксина әмләткән болуши йаки тәкшүрүш нәтиҗисиниң болуши тәләп қилиниду.

вухән вируси билән йуқумлинип саламәтлики әслигә кәлгәнлики үчүн ваксина әмлитишни халимиған болсонаро: «әң ахирқи биразилийәлик ваксина әмләткәндин кейин, ваксина ашса, шу чағда ваксина әмлитиш йаки әмләтмәсликни қарар қилимән» дегән иди.

болсонаро вухән вируси тарқалғанда елан қилған байанатлири вә вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләрни нәзәргә илмаслиқи сәвәбидин көп тәнқид қилинған иди.

вухән вируси сәвәбидин 600 миңдин артуқ киши җенидин айрилған биразилийә, америкадин қалсила вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп өлүм вәқәси көрүлгән иккинчи дөләт болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر