токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси ахирлашти

америка токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә әң көп медални қолға кәлтүрүп биринчи қатардин орун алди.

1687835
токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: 113 медалға еришкән америка токйо олимпик мусабиқисидә үстүнлүкни қолға кәлтүрди؛ америкалиқ тәнһәрикәтчиләр 39и алтун, 41и күмүш вә 33и мис медал болуп җәмий 113 қетим мукапат елиш үчүн сәһнигә чиқти.

хитай 88 медал билән иккинчи болди؛ хитай тәнһәрикәтчилири 38 алтун, 32 күмүш вә 18 мис медал алди.

саһибхан дөләт йапонийә 27 алтун, 14 күмүш вә 17 мис медал билән үчинчиликкә еришти.

әнглийә 22 алтун, 21 күмүш вә 22 мис медал билән төтинчи болди.

русийә олимпик комитети 20 алтун, 28 күмүш вә 23 мис медал билән бәшинчи болди.

71 қетим медалға еришкән рус тәнһәрикәтчиләр системилиқ һалда қозғатқучи дора ишләткәнлики илгири сүрүлгән болғачқа, дөләт командиси сүпитидә олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишалмиди.

медал рәт тәртипидә түркийә 35- болди؛ ай – йултузлуқ тәнһәрикәтчилиримиз  2 алтун, 2 күмүш вә 9 мис медал болуп җәмий 13 медалға еришти.

2020 – йиллиқ токйо олимпик мусабиқиси түркийә әң көп медалға еришкән олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر