йавропа лоңқисиниң 16 команда мусабиқилири шәнбә күни башлиниду

2020-йиллиқ йавропа лоңқиси (EURO 2020) ниң 16 команда мусабиқилири 26-ийун (2021) башлиниду.

1664233
йавропа лоңқисиниң 16 команда мусабиқилири шәнбә күни башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи қетим 11 дөләт саһибханлиқ қилған йавропа лоңқисиниң гуруппидин чиқиш мусабиқилири ахирлашти. мусабиқиләр 16 команда оттурисида давамлишиду. командилар тәңлишип қалған әһвалда 30 минут қошуп берилиду. қошуп берилгән вақиттиму нәтиҗә өзгәрмисә 11 қәдәмдин топ тепиш башлиниду.

16 командиниң ахирқи айланма мусабиқиси 26-29-ийун күнлири, чарәк һәл қилғуч мусабиқиси 2-3-ийул күнлири вә йерим һәл қилғуч мусабиқиси 6-7-ийул күнлири өткүзүлиду. һәл қилғуч мусабиқә 11-ийул йәкшәнбә күни әнглийә пайтәхти лондондики вемблей (Wembley) тәнтәрбийә мәйданида өткүзлиду.

26-ийун әнқәрә вақти 19:00, үрүмчи вақти 22:00 дә амстердамда галлер командиси билән данийә командиси мусабиқигә чүшиду.

әнқәрә вақти 22:00, үрүмчи вақти 27-ийун 01:00 дә италийә командиси билән австирийә командиси лондонда мусабиқигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر