түркийә дөләтлик путол командиси тәййарлиқ мусабиқилирини ахирлаштурди

түркийә дөләтлик путбол командиси 11-ийун (2021) башлинидиған 2020-йиллиқ йавропа лоңқисидин бурун ахирқи тәййарлиқ мусабиқисидә, молдова командисини 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңди.

1651575
түркийә дөләтлик путол командиси тәййарлиқ мусабиқилирини ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик путбол командиси молдова командиси билән германийәдә мусабиқигә чүшти.

түркийә дөләтлик командисиниң биринчи топини 58-минутта бурак йилмаз, 77-минутта җәнгиз үндәр қарши тәрәпниң варатасиға киргүзди.

түркийә дөләтлик путбол командиси молдова мусабиқиси билән, 2020-йиллиқ йавропа лоңқисидин бурунқи тәййарлиқ мусабиқилирини ахирлаштурған болди.

анталйа мәшиқ лагеридики тәййарлиқ мусабиқисидә, түркийә командиси әзәрбәйҗан командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңгән болуп, гинә командиси билән өткүзүлгән мусабиқә 0-0 ахирлашқан иди.

түркийә командисиниң германийәдики мәшиқи 10-ийунғичә давамлишиду. команда шу күни римға қарап һәрикәт қилиду. 11-ийун рим олимпик мәйданида өткүзүлидиған 2020-йиллиқ йавропа лоңқисиниң башлиниш мусабиқисидә, италийә командиси билән мусабиқигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر