токйо олимпик йиғинини әмәлдин қалдуруш садалири күчәймәктә

токйо олимпик йиғининиң әмәлдин қалдурулушини чақириқ қилған интернет торидики имза сәпәрвәрлик паалийитини 350 миңдин артуқ киши қоллиди.

1639594
токйо олимпик йиғинини әмәлдин қалдуруш садалири күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: токйониң валийлиқиға намзат болған даңлиқ адвокат кенҗи утсуномийа тәййарлиған «токйо олимпикини тохтат» намлиқ имза сәпәрвәрлик паалийитиниң нәтиҗилири, хәлқара олимпик комитетиға йәткүзүлди.

адвокат кенҗи утсуномийа олимпик йиғининиң сәһийә хизмәтлирини хәлқтин йирақлаштуридиғанлиқини билдүрди.

у ахбарат елан қилиш йиғинида: «таратқулардики хәвәрләрниң, хәлқара олимпик комитети, хәлқара мейиплар олимпик комитети, йапонийә һөкүмити, токйо шәһәрлик һөкүмити қатарлиқларға көп бесим пәйда қилди, дәп ойлаймән. бу имзаларниң зөрүр икәнликигә ишинимән» деди.

токйо олимпик йиғинини 23-ийул (2021) да башлаш пилан қилинмақта.

нопусиниң %2 дин аз болған қисми ваксина билән әмләнгән йапонийәдә, вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләр давамлиқ көпәймәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر