түркийә челишиш маһирлири варашавада зор ғәлибиләрни қолға кәлтүрди

түркийә челишиш маһири сүләйман атли полшада өткүзүлгән йавропа челишиш чемпийонлуқида, 57 килогирамлиқларниң әркин челишиш мусабиқисидә, русийәлик рәқиби начйн монгуш (Nachyn Mongush) ни йиңип алтун медалға еришти.

1625434
түркийә челишиш маһирлири варашавада зор ғәлибиләрни қолға кәлтүрди
Taha Akgül.jpg
Süleyman Karadeniz.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә челишиш маһири сүләйман атли полша пайтәхти варашавада өткүзүлгән йавропа челишиш чемпийонлуқида, 57 килогирамлиқларниң әркин челишиш чарәк һәл қилғуч мусабиқисидә, украиналиқ маһир камил кәримовни 0 гә қарши 11 номур, йерим һәл қилғучта булғарийәлик түрк маһири наим салиммикйайни 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән йиңип, һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришти.

сүләйман атли түнүгүн (2021-йили 20-апрел) кәчтики мусабиқидә, русийәлик маһир начйн монгуш йәңди вә йавропа чемпийони болди.

97 килогирамлиқларниң әркин челишиш түридә, сүләйман қарадеңиз русийәлик маһир җабраиловға уттуруп қойуп, күмүш медалға еришти.

түркийә маһири таһа акгүл125 килогирамлиқларниң әркин челишиш түридә, һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

у дәсләпки мусабиқисидә гирузийәлик гено петрийашвили (Geno Petriashvili) ни 1 гә қарши 6 нәтиҗә билән анчә күчимәйла йәңди. чарәк һәл қилғуч мусабиқидә болса, полшалик камил томасизкосҗийолек (Kamil Tomasz Kosciolek)  ни 1 гә қарши 6 нәтиҗә билән йәңди. йерим һәл қилғучта, беларусийә маһири дзийанис храмийанков (Dzianis Khramiankou) ни 0 гә қарши 4 нәтиҗә билән мәғлуб қилип, һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди.

әмраһ орманоғлу 61 килогирамлиқларниң әркин челишиш түридә, италийә маһири симон винҗензо пиродду (Simone Vincenzo Piroddu) 1 гә қарши 11 нәтиҗә билән йәңди чарәк һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришти.

әмраһ орманоғлу бүгүн (2021-йили 21-апрел) булғарийәлик җорҗи валентинов вангелов  (Georgi Valentinov Vangelov) билән мусабиқигә чүшиду.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, муавин җумһур рәис фуат октай вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһаррәм касапоғлу түркийә маһирлирини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر